Мавзуси: Үч бәлгүлүк санларни еғизчә қошуш вә елиш / Адәм һаятиға климатниң тәсири Мәктәп:
Күни: Муәллимниң исми:
3 - синип: Қатнашқанлар сани: Қатнашмиғанлар сани:
Оқуш мәхсәтлири:
3. 1. 2. 5. Үч бәлгүлүк санларни/миңлиқларни санниң онлуқ тәркиви асасида еғизчә қошуш вә елишни орунлаш.
3. 2. 1. 1. Бир/икки һәрипи бар һәриплик ипадиләрни аҗритиш, қураштуруш, йезиш вә оқуш.
3. 2. 1. 2. Һәрипләрниң берилгән мәналирида икки һәрипи бар һәриплик ипадиниң мәнасини тепиш.
Дәрисниң мәхсәтлири Барлиқ оқуғучилар:
Үч бәлгүлүк санларни/миңлиқларни санниң онлуқ тәркиви асасида еғизчә қошуш вә елишни еғизчә орунлайду.
Бәзи бир оқуғучилар:
Һәрипләрниң берилгән мәналирида икки һәрипи бар һәриплик ипадиниң мәнасини тепишни билиду.
Бирқатар оқуғучилар:
Үч бәлгүлүк санларни/миңлиқларни санниң онлуқ тәркиви асасида еғизчә қошуш вә елишни орунлашни чүшәндүрүшни билиду.
Тиллиқ мәхсәтләр Адәтләрни мукәммәлләштүрүш: 1000 даирисидики санларни оқушни билиду.
Пәнлик лексика вә терминология:
Разряд, онлуқлар, йүзлүкләр, бирликләр, миңлиқлар. Үч бәлгүлүк санларниң онлуқ тәркиви.
Үч бәлгүлүк санларниң қошуш вә елиш әмәллирини орунлаш усуллири.
Дәристә диалог/йезиш үчүн пайдилинилидиған тил.
Тәһлил қилиш:
Санни разрядлиқ қошулғучларниң қошундиси түридә йезиш дегинимиз немә?
Разряд бойичә қошуш (елиш) дегинимиз немә? Үч бәлгүлүк санларни қандақ қошушқа болиду?
Йезиш:
Санлиқ вә һәриплик ипадиләрни йезиш.
Асасий билим,
маһарәт, адәтләр Санларниң разрядлиқ тәркиви.
План
Планланған вақит Планланған иш - һәрикәт Базиси
0 - 3 Интилдуруш.
Һава райини билиш немә үчүн һаҗәт?
Һәқиқий һава райи тоғрилиқ мәлуматни билгән көплигән қийинчилиқлардин сақлиши мүмкин (әң аз дегәндә – бу аяқ кийимниң су болуп қелиши, шундақла йеза чарвичилиғидики нурғун чиқимлардин сақлайду вә ш. о.). Шу сәвәптин һава райи тоғрилиқ мәлумат һәқ вә ишәшлик болуши наһайити муһим.
Метеорологларниң һәқиқий әһбарати – һава транспорт хизмитиниң муваппәқийәтлигиниң асаси.
Һосулниң сапалиқ болуши метеорологларниң һәқиқий көрсәткүчлиригә тоғра мунасивәтлик.
Климатлиқ әһвали ховуплиқ вә тәбиий апәтләр болуши мүмкин облусларда (вилайәтләрдә) һава райини билиш наһайити муһим.
4 - 6 Пааллаштуруш.
Җүп билән орунлинидиған әмәлий ишлар. Муәллим санашқа һаҗәтлик материални алдин - ала балиларға өйдин әкелишни ядиға салиду яки болмиса пүтүн синипқа өзи тәйярлайду (һәр түрлүк мөлчәрдики вә Дәрислик. Тарқитилидиған санаш материаллири.
түрлүк рәңлик геометриялик фигурилар, тәбиий материалға – почақ, түрлүк яңақлар, қақпақлар, түгмиләр вә ш. о. ятиду).
Балилар дәрисликтин 1 - тапшурмини орунлайду. Мәсилән, 324 санини мундақ қоюшқа болиду:
7 - 11 Мәхсәт қоюш (мәсилилик пәйтләр)
Оқуғучилар топ билән ишни давамлаштуруп, дәрисликтики 1 - тапшурмини орунлашни давамлаштуриду, санлар шолисидин жиғиндилар йешилишини атап, көрситиду, мошу жиғиндиниң 5 санини атайду.
Муәллим оқуғучилардин бүгүн қандақ санлар билән ишләйдиғанлиғини сорайду (үч бәлгүлүк). Дәрислик, дәптәр, санлар шолиси.
Йеңини ечиш. Дәрислик,
Муәллим 2 - тапшурмини орунлашни усуниду. дәптәр.
Оқуғучилар һесаплашлирини чүшәндүриду. Муәллим балиларниң һесаплаш алгоритмлирини еғизчә
12 - 29 ейтқузиду.
Чүшәндүрүш арқилиқ дәсләп бәкитиш.
Муәллим дәрисликтики 3(а) - тапшурмини орунлашни усуниду. 3 (б) – тапшурмисини өйдә орунлайду.
Оқуғучилар һесаплиғанлирини новәт билән ейтип чүшәндүриду.
Дәрисликтики 4 - тапшурмини орунлашта оқуғучилар һесаплашни орунлашта толуқ онлуққичә
толуқтурушни қолланғанниң қолайлиқ екәнлигини байқашлири һаҗәт.
Дәрисликтики 7 - тапшурмини орунлашни усуниду.
Оқуғучилар җәдвәлдики мәлуматларға қарап берилгән соалларға җавап бериду.
Оқуғучилар дәрисликтики 5 - тапшурмини орунлайду.
Һесапни чиқириду. Берилгәнгә әкси һесап қураштуриду вә өзиниң хуласилириниң дуруслуғини
испатлайду.
Оқуғучилар «Һава райини немә үчүн билиш һаҗәт» мавзусини таллайду.
Өз алдиға иш Дәрислик,
30 - 36 Муәллим дәптәрдики тапшурмини орунлашни дәптәр. усуниду. Баһалаш критерийлирини қарайду.
Мән:
- үч бәлгүлүк санларниң онлуқ тәркивини йезишни
билимән;
- 1000 даирисидики санларни онлуқ қурам асасида
қоюшни билимән;
- 1000 даирисидики санларни онлуқ қурам асасида елишни билимән.
Өткәнләрни қайтилаш.
Дәрисликтики 6 - тапшурма тәкшүрүшкә берилгән тапшурма.
Муәллим балиларниң диққитини һәр бир тик қурдики ипадиләрниң қандақ мунасивити бар екәнлигигә ағдуриду.
Мәсилән, биринчи тик қурда скобка ичидики қошунда 10 - ға ашиду.
- Әгәр биринчи ипадигә қариғанда сандин 10 - ға ошуқ санни алса, учағда ипадиниң мәнаси (айрима) қандақ өзгириду?
- Айримиму 10 - ға ашиду.
Иккинчи тик қурда скобка ичидики қошунда 20 - гә кемийиду.
- Әгәр биринчи ипадигә қариғанда сандин 20 - гә кам азайтса, у чағда ипадиниң мәнаси (айрима) қандақ өзгириду?
- Айримиму 20 - гә ашиду.
Үчинчи тик қурда скобка ичидики қошунда 30 - ға кемийиду
- Әгәр биринчи ипадигә қариғанда сандин 30 - ға кам азайтса, у чағда ипадиниң мәнаси (айрима) қандақ өзгириду?
- Айрима 30 - ға кемийиду.
37 - 40 Рефлексия.
• Дәристә қандақ тапшурмилар әң қизиқлиқ болди?
• Бүгүнки дәристә алған билим қандақ вақитта һаҗәт болуши мүмкин?
• Өз ишиңизни баһалаң.
• Барлиғи өзиңиз халиғандәк орунландиму?
• Немишкә?
• Йәнә немини үгәнгиңиз келиду?
Дәрисликтики өй тапшурмиси үчүн берилгән 3 (б)- тапшурма йеңи мавзуни пишшиқдаш үчүн зөрүр болуп һесаплиниду.
Тапшурмиларниң башқа бөлүги балиларниң дәристики тапшурмиларни орунлаш дәриҗилирини нәзәрдә тутуп таллинип берилиду.
Үч бәлгүлүк санларни еғизчә қошуш вә елиш / Адәм һаятиға климатниң тәсири
- Кадырова Махирям Саутжановна
- 23 қаңтар 2019
- 1604
- 0
- 0
Ілмек сөздер: Үч бәлгүлүк санларни еғизчә қошуш вә елиш, математика, бастауыш сынып
Ұқсас жаңалықтар:
Мурәккәп тәңлимиләр
Оқуш мәхсәтлири 3. 2. 2. 2. көпәйтиш билән бөлүшкә берилгән х: 8=9; 51: х=17; 23∙х=46 түридики аддий тәңлимиләрни; тәркиви мурәккәп х∙ (25: 5)=60;...Номаълум камаювчини топишга доир мисоллар
ўқувчиларга номаълум камаювчини топиш бўйича тенгламалар тузиш ва уни ечиш хақида тушунча бериш. Оғзаки ва ёзма ҳисоблаш малакаларини ошириш;...Ондық бөлшектер тарауын қайталау
ШҚО, Үржар ауданы, Келдімұрат ауылы, "Благодарное орта мектебі" КММ математика пәнінің мұғалімі Жумакулова Маржан Бейсенқызы...Бөлінгіштің жоғарғы разряд бірліктері бөлінгіштен кем емес жағдайда бір таң ...
Сабақ: математика Тақырыбы: Бөлінгіштің жоғарғы разряд бірліктері бөлінгіштен кем емес жағдайда бір таңбалы санға бөлу. Қолданылған модульдер: Оқыту...Симфониялик музыка
Алматы облысы, Ұйғыр ауданы, Дүбін орта мектебінің музыка пәнінің мұғалімі Розахунов Владимир Амзахунович...Пікірлер: 0
Пікір білдіру
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.