Сайтқа кіру Тіркелу

Симфониялик музыка

Дәрисниң мавзуси: Симфониялик музыка.

Дәрисниң мәхсити: І. Оқуғучиларға симфониялик музыка жанри вә униң түрлири билән тонуштуруш.
ІІ. Оқуғучиларниң кәспий музыка сәнъитигә болған қизиқишини ашуруш.
ІІІ. Хәлиқниң мәдәнийитини, сәнъитини иззәтләйдиған, милләтпәрвәр пухра тәрбийиләш.

Дәрисниң түри: Йеңи мавзу.

Пән ара бағлиниш: әдәбият, сүрәт.
Қоллинилидиған усул: чүшәндүрүш, сөһбәт, музыка тиңшаш, соал - жавап.
Көрнәклик қураллар: дәрислик, схемилар, сүрәтләр, равап, карточкилар,
DVD в. б.

Дәрисниң бериши

І. Уюштуруш қисими: Саламлишиш, Қазақстан Жумһурийитиниң Әнұранини әткүзүш, оқуғучиларниң зеһини дәрискә жәлип қилиш.

ІІ. Өй тапшурмисини сораш:
1. ХІҮ - ХҮІ әсирдики музыка сәнъити һәққидә сөзләп бериңлар?
2. Кантата дегинимиз немә?
3. Опера, ориоза һәққидә чүшәндүриңлар?
4. Георг Фридрих Гендельниң қандақ әсәрлири бар?
5. Оратория дегинимиз немә?

ІІІ. Өткән мавзулар бойичә билимини тәкшүрәш:
Оқуғучиларға өткән мавзулар бойичә соаллар қоюш арқилиқ билимини тәкшүрәш(карточкиларни тарқитиш арқилиқ)

1 - карточка
1. Опера дегинимиз немә?
2. Опериға хас асасий аталғуларни атаңлар?
3. Или муқамлири билән Қәшқәр муқамлири арисида қандақ айримчилиқлар бар?
2 - карточка
1. Хотән муқамлири ШУАР ниң қайси жайлириға кәң таралған?
2. Қәшқәр, Хотән, Или муқамлиридики йетәкчи сазларни атаңлар?
3. Вариация дегинимиз немә?

3 - карточка
1. Асасий динамикилиқ бәлгүләрни атаңлар?
2. Рондо дегинимиз немә?
3. Өлчәмниң асасий нәччә түри бар?

ІҮ. Мәхсәт қоюш:

Оқуғучиларға симфониялик музыка жанри вә униң түрлири билән тонуштуруш арқилиқ, хәлиқләрниң мәдәнийитини, сәнъитини иззәтләйдиған, милләтпәрвәр пухра тәрбийиләш.

Ү. Йеңи мавзу:

Балилар, бүгүн биз Симфония музыкикиси мавзусида симфония вә униң жанрлири билән тонушимиз.
«Симфония»- грек сөзи болуп, «тавушлар бирләшмиси» дегән мәнани билдүриду.
Симфониялик музыка - бу оркестрға беғишланған һәжими чоң музыкилиқ әсәр.
Әслидә у төрт қисимдин ибарәт болиду. Бәзидә униңдинму көп яки аз болуши мүмкин. Симфониялик музыка жанрлириға симфониетта, симфониялик картина, симфониялик поэма, оркестр вә айрим әсвапқа арналған концерт, сюита, увертюра ятиду.
Симфониетта – һәжими жәһәттин кичик симфония.
Симфониялик картина – бир қисимдин ибарәт симфониялик әсәр болуп, әслидә у тәбиәт мәнзирилирини тәсвирләйдиған симфония.
Симфониялик поэма – хәлиқ һаятидин елинип, тарихий чинлиқни, әркинлик үчүн күрәшни яки тәбиәт көрүнүшлирини баян қилидиған бир қисимлиқ әсәр.
Симфониялик концерт – йәккә (яки бир нәччә) әсвап вә оркестрға бееғишланған әсәр.
Симфония өзиниң маһийитигә бағлиқ, гоя трагедиягә, драмиға, лирикилиқ поэмиға, қәһриманлиқ дастанға охшайду. Симфонияни әдәбияттики һәжими чоң драма роман билән баравәрләштүрүш мүмкин.
Симфониялик оркестр – музыкилиқ әсәрләрни тарлиқ, камәнчилик, пүвдәп, чекип чалидиған саз әсваплирини бирләштүрүп ижра қилидиған тәркиви чоң музыкилиқ коллектив.
Мана мону схемидин биз окестрниң орунлиниш тәртивини көримиз.

Симфониялик әсәр йезишта Австрияниң мәшһур композитори Иозеф Гайдн
104 симфония, 83 чалғу әсваплар үчүн квартетязған.
Австрияниң йәнә бир бүйүк композитори Вольфганг Амадей Моцарт болса
50 симфония, Немис хәлқиниң бүйүк композитори Людвиг ван Бетховен
9 симфония вә көплигән увертюрилири, 32 сонатиси бар.
Булар симфония жанриниң асасини салған композиторлардур.
Әнди Қазақстан композиторлири ичидә симфониялик әсәр йезишта Е. Г. Брусиловский, Е. Рахмадиев, Ғ. Жубанова, С. Мухамеджанов, Қ. Мусин, Қ. ғожамияровлар йемишлик әмгәк әтти.

ҮІ. Йеңи мавзу бойичә билимини тәкшүрәш:
(карточкилар арқилиқ)
1. Симфония дегинимиз немә?
2. Симфония қандақ жанрлардин туриду?
3. Симфониялик оркестр дегинимиз немә?
4. Симфония жанриниң асасини салған бүйүк композиторларни атаңлар?
5. Қазақстан композиторлири ичидә симфониялик әсрләрни язған композиторларни атаңлар?

ҮІІ. Йәкүнләш:
Мана балилар, бүгүн биз симфония музыкиси вә униң жанрлири билән кәң түридә тонушуп чиқтуқ. Симфониялик музыка һәққидә чүшәнмигән йериңлар болса сораңлар. Оқуғучиларға DVD арқилиқ Людвиг ван Бетховенниң 9 - симфониясини тиңшитиш.
ҮІІІ. Өйгә тапшурма бериш: 48 - бәт. Симфония музыкиси.

Баһалаш: Дәрискә паал қатнашқан оқуғучиларға адил баһа қоюш.

Назар аударыңыз! Жасырын мәтінді көру үшін сізге сайтқа тіркелу қажет.
Кері қайту
Ұқсас жаңалықтар:
Үч бәлгүлүк санларни еғизчә қошуш вә елиш / Адәм һаятиға климатниң тәсири

Үч бәлгүлүк санларни еғизчә қошуш вә елиш / Адәм һаятиға климатниң тәсири

Оқуш мәхсәтлири: 3. 1. 2. 5. Үч бәлгүлүк санларни/миңлиқларни санниң онлуқ тәркиви асасида еғизчә қошуш вә елишни орунлаш. 3. 2. 1. 1. Бир/икки...
Мурәккәп тәңлимиләр

Мурәккәп тәңлимиләр

Оқуш мәхсәтлири 3. 2. 2. 2. көпәйтиш билән бөлүшкә берилгән х: 8=9; 51: х=17; 23∙х=46 түридики аддий тәңлимиләрни; тәркиви мурәккәп х∙ (25: 5)=60;...
Күнтізбелік жоспар музыка 3 сынып

Күнтізбелік жоспар музыка 3 сынып

Күнтізбелік жоспар Музыка 3 сынып Аптасына 1 сағат жылына 34 сағат...
Әлем және қазақ музыка әдебиеттерінен тест

Әлем және қазақ музыка әдебиеттерінен тест

Тест сұрақтары Әлем музыка әдебиеті 2 - 3 сынып, І - нұсқа 1. Барокко дәуірінің әйгілі скрипкашысы? А) А. Вивальди; Б) В. А. Моцарт; В) Н. Паганини...
Людвиг ван Бетховен

Людвиг ван Бетховен

Өзбекстан, Қарақалпақстан Республикасы Мойнақ ауданы, Достық ауылы Абай атындағы №18 орта мектебінің өлең пәні оқытушысы Ұлыхпанов Максим Сабақтың...
Пікірлер: 0
Пікір білдіру
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
Абайдың қара сөздері, Ашық сабақ, Бастауыш, Информатика, Мақала, Мұқағали Мақатаевтың өлеңдері, Ресей, Русский язык, Сабақ жоспары, Тәуелсіздік, Физика, Химия, абай құнанбаев қара сөздері, абай құнанбайұлының қара сөздері, ана тілі, ағылшын тілі, бала-бақша, балабақша, бастауыш сынып, баяндама, биология, география, дүниетану, жыр, математика, нақыл сөздер, презентация, сайыс, сайыс сабақ, сценарий, тарих, тақпақ, технология, тәрбие сағаты, Қазақ әдебиеті, Қазақстан, қазақ тілі, қазақ тілінен сабақ жоспары, қысқа мерзімді жоспар, өлең

Барлық тегтерді көрсету
×